"Вашингтон почта гезити" рабийә қадирни тонуштурди
2005.03.30
Америкида чиқидиған даңлиқ "вашингтон почта гезити" ниң чаршәнбә күнидики санида рабийә қадир һәққидә мәхсус бир парчә мақалә елан қилинип, униң хитай түрмисидики азаб-оқубәтлири көрситилгән.
Мақалида хитай һөкүмитиниң, гезит елип маңған рабийә қадирни "дөләт мәхпийәтликини ашкарилашқа урунған" дегән җинайәт билән әйибләп, униңға 8 йиллиқ қамақ җазаси бәргәнлики һәмдә хитайниң америкиға, б д т ниң җәнвәдики йиғинида хитайни әйибләйдиған қарар лайиһисини сунмаслиқни шәрт қилип туруп андин уни қоюп бәргәнлики йезилған.
"Вашингтон почта гезити"дә елан қилинған бу мақалида йәнә, рабийә ханимниң түрмидики чеғида униңға әң тәсир қилған бир ишни мисал кәлтүргән. Униңда көрситилишичә, хитай сақчилири тәрипидин қаттиқ қийин-қистаққа елинған 21 яшлиқ бир уйғур бала түрмидә рабийә ханимни көрүп, униңға " сиз бу йәрдә немә қилисиз, ана? маңа охшаш яш балилар сиздәк аниларни дәп түрмиләрдә йетиватсақ" дегән. Рабийә ханим буни аңлап өзини туталмай йиғлап кәткән.
Мақалида йәнә, рабийә ханимниң түрмидә тән-саламәтликиниң яхши болмаслиқи бир яқта қелип, униң сөзлишигә рухсәт қилинмиғанлиқи униң үчүн әң еғир җаза болғанлиқи шундақла хитайларниң уни қоюп бериш алдидиму, униңға америкида сиясий темиларда гәп қилмаслиқ һәққидә тәһдит салғанлиқи йезилған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир әркин асия радиосини зиярәт қилди
- Рабийә қадир қолға елиниш сәвәплири һәққидә тохталди
- Рабийә қадирниң қоюп берилгәнлики зулумға қарши бир ғәлибә һесаплиниду
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадирни күтүвелиш мурасими өткүзди
- Рабийә қадир америка һөкүмитини демократийини хитайниң ғәрбий районида қанат яйдурушқа чақирди