Рабийә қадир ханим вашингтон почтиси гезитидә мақалә елан қилди
2008.04.01
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, америкида чиқидиған даңлиқ вашингтон почтиси гезитидә мақалә елан қилип, йеқинда тибәттә йүз бәргән вәқәләрни 1997 - йили шәрқий түркистанниң ғулҗа шәһиридә йүз бәргән вәқәләр билән селиштурған.
Мақалисидә, дуня җамаәтчилики, тинчлиқ билән намайиш өткүзгән тибәтлик раһибларниң хитай армийиси тәрипидин қандақ вәһшийлик билән бастурулғанлиқини қорқунч вә вәһимә ичидә көзәтти дәп көрсәткән рабийә қадир ханим" телевизордики намайиш вә қанлиқ тоқунуш көрүнүшлирини көргинимдә һаятимниң әң муһим бурулуш нуқтисини есимгә алдим" дегән.
Мақалисидә, хитай даирилириниң, 1997 - йили феврал ейида, шәрқий түркистанниң ғулҗа шәһиридә, әркинлик, баравәрлик, инсани һәқ - һоқуқ тәләп қилип намайиш өткүзгән миңлиған уйғур яшлирини қораллиқ бастурғанлиқини, аман қалғанлирини тутқун қилип, йүзлигән уйғур яшлирини өлүм җазасиға һөкүм қилип, етип өлтүргәнликини әскәрткән рабийә қадир ханим " мән ғулҗидики қанлиқ бастурушта өлтүрүлгән уйғурларниң аилилиригә ичинғинмдәк, тибәттики тинчлиқ билән өткүзүлгән намайишта, хитай сақчилири тәрипидин өлтүрүлгән тибәтләрниң аилисигә ечинимән, чүнки мән қиз - оғуллири намайишта етип өлтүрүлгән уйғур ата - аниларниң йиғисини аңлидим" дәйду.
Мақалисидә, уйғур вә тибәтләрни хитай һакимийити астида, инсани һәқ - һоқуқлиридин мәһрум һалда яшаватқан икки тәқдирдаш хәлқ дәп көрсәткән рабийә ханим, бейҗиң һөкүмити олимпик арқилиқ хитайни дуняға инақ бир җәмийәт қилип көрситип, өзиниң қанлиқ һакимийитини йошурушқа урунуватиду. Лекин инақ җәмийәт һечқачан хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистан вә тибәткә қаратқан сиясити билән қурулмайду" дегән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай ташқи ишлар баянатчиси: "рабийә уйғурларниң вәкили әмәс, террорчиларниң вәкили"
- 'Седний авангарти гезити' ниң рабийә ханим һәққидики хәвири
- Рабийә қадир ханим австралийидә зиярәт паалийәтлирини давамлаштурмақта
- Рабийә қадир ханимниң японийә паалийитиниң ахирқи күнлири
- Рабийә қадир ханимниң " уйғурларниң пәряди " намлиқ мақалиси америка мәтбуатида елан қилинди
- Уйғур мәсилиси японийә мәтбуатлирида
- Канаданиң ваңковер шәһиридики тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти
- Дуня уйғур қурултийи рәиси әркин алиптекин далай лама билән учрашти
- Рабийә қадирни күтивелиш мурасими ғәлибилик аяқлашти
- Вашингтонда рабийә қадир ханимни күтивелиш мурасими өткүзүлди