Рабийә ханим японийини зиярәт қилмақта


2007.11.07

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатниң японийидики шөбисиниң тәклипигә бинаән, дуня уйғур қурултейиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханим 7 ‏- ноябир күни токйоға йетип берип, үч һәптилик японийә зияритини башлиди.

Рабийә ханим токйо шәһиридә бүгүн мухбиримизниң зияритини қобул қилип 'мән бу қетимқи зияритим арқилиқ японийә һөкүмитини коммунист хитайниң бесимиға учраватқан уйғур хәлқниң кишилик һоқуқиға көңүл бөлүшкә чақиримән' деди.

Мухбиримизниң баян қилишичә, рабийә ханим бу қетим японийиниң 8 шәһиридә нутуқ сөзләйду вә японийә парламинтида уйғур мәсилиси һәққидә гуваһлиқ бериду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.