Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим японийидики зияритини давамлаштурмақта
2007.11.17
японийидики зияритини давамлаштуруватқан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, җүмә күни, хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәрипидин японийиниң корашики шәһиридә уюштурулған йиғинға қатнашти.
Рабийә қадир ханим, корашики шәһиридә сөзлигән нутқида, уйғурларниң өзигә хас тили, диний вә мәдәнийити бар бир милләт икәнликини тәкитләп, уйғур вәтининиң 1949- йили хитай коммунистлири тәрипидин сталинниң ярдими билән бесивилинғанлиқини билдүргән. У, йиғинда уйғурларниң нөвәттики әһвали вә хитай һөкүмитиниң уйғур миллий вә диний кимликини вә уйғур мәдәнийитини юқ қилиш сиясити үстидә тохтулуп: пиланлиқ туғут мәсилиси, сиясий мәһбусларға өлүм җазаси бериш мәсилсии,миллий маарипни хитайлаштуруш мәсилсии, уйғур қизлирини хитайниң ичкири өлкилиригә йөткәш мәсилсии, шаңхәй һәмкарлиқи тәшкилатиниң қурулушидики мәқсәтләр қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойған.
Рабийә қадир ханим сөзиниң ахирида, японийә хәлқи, парламинти вә һөкүмитидин уйғурларға қаратқан бастуруш һәрикитини тохтитиши үчүн, хитай һөкүмитигә бесим ишлитишини тәләп қилған. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур мәсилиси японийә мәтбуатлирида
- Рабийә ханим японийини зиярәт қилмақта
- Рабийә қадир ханим шиветсарийини зиярәт қилди
- японийидә рабийә қадир ханим һәққидә китаб нәшир қилинди
- Д у қ рәиси рабийә қадир ханим германийидики зияритини давамлаштурмақта
- Америка уйғурлири роза һейтни күтүвалди
- Д у қ иҗраийә комитетиниң йиғини ахирлашти
- Рабийә қадир ханимниң һаят кәчүрмишлири баян қилинған китабни тонуштуруш мурасимлири давамлашмақта
- Рабийә қадир ханимниң биографийиси германийидә нәшир қилинди
- Президент бушниң рабийә қадир ханимға бәргән баһаси хитайниң наразилиқини қозғиди