Рабийә қадир ханим шиветсарийини зиярәт қилди


2007.10.26

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим җүмә күни бир һәптилик германийә зияритини ахирлаштуруп, шу күни шиветсарийиниң җәнвә шәһиригә йетип кәлди.

Рабийә қадир ханимниң шветсийә зиярити хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәрипидин орунлаштурулған болуп, у зиярәт җәрянида шветсарийидики аммиви тәшкилатлар билән учрашти һәм б д т ниң җәнвәдики кишилик һоқуқни көзитишкә мәсул хадимлири шундақла шветсарийә һөкүмәт әмәлдарлири билән сөһбәт елип барди.

Рабийә ханим шу күни б д т мусапирлар идарисидики хадимлар билән учришип, гүәнтанамодики уйғурлар вә һәр қайси әлләрдә кимликсиз сәргәрдан болуп йүрүватқан уйғур мусапирлар мәсилисини көрүшкән. Рабийә ханим, өткән бир һәптилик германийә сәпиридә һамбург қатарлиқ җайларни зиярәт қилди вә германийиниң мәдәнийәт, кишилик һоқуқ, нәшрият һәм сияси саһәсидики әрбаплар билән бир қатар учришишларни елип барди шундақла германийә мәтбуатлириниң зияритини қобул қилди. У, германийә мәтбуатлириға бәргән баянатида тибәт роһаний даһиси далай ламаниң 8 ‏- айдики германийә зиярити һәққидә тохтилип, германийә баш министири ангела меркелниң далай ламани баш министирлиқ ишханисида қобул қилғанлиқини "җәсүр" һәрикәт, дәп махтиған.

Игилишимизчә, рабийә ханим, бу сәпиридә йәнә , б д т ниң җәнвәдики кишилик һоқуқни көзәткүчи хадимлири вә шветсийә даирилиригә уйғур сиясий мәһбуслар мәсилиси, өлүм җазаси, мәһбусларға тән җазаси бериш, адәм әткәсчилики, уйғур қизлар мәсилиси, пиланлиқ туғут сиясити қатарлиқларни оттуриға қойған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.