Уйғур елидә аялларниң балиятқу ракиға гириптар болуш нисбити тез өрлимәктә


2004.10.18

Уйғур аптонум районлуқ өсмә кесәлләр дохтурханисиниң йеқинда ашкарилишичә, уйғур елидики аялларниң балиятқу ракиға гириптар болуш нисбити йилдин- йилға тез ешиватқан болуп, бимарларниң көпинчиси 35 яштин төвән аяллар икән.

Хитай хәвәр ториниң дохтурхана даирилириниң мәлуматини нәқил кәлтүришичә, мәзкур дохтурханида бу йил даваланған балиятқу ракиға гириптар болған аялларниң сани 600 дин ешип, алдинқи йилларға қариғанда көрүнәрлик көп болған. Уларниң илгири сүрүшичә, нөвәттә уйғур елидә балиятқу ракиға гириптар болуш нисбити пүтүн хитай бойичә әң юқири болупла қалмастин, бимарларниң өлүш нисбитиму әң көп икән.

Дохтурханидики мутәхәссисләр, балиятқу раки пәйда болуш сәвәбиниң балдур той қилиш , балдур балилиқ болуш, җинисий турмуши қалаймиқан болуш қатарлиқлар икәнликини тәкитлигән. Бирақ, улар немә үчүн уйғур елидә хитай бойичә, балиятқу ракиға гириптар болуш вә бимарларниң өлүш нисбитиниң юқирилиқини чүшәндүрмигән.

Уйғур апронум районлуқ өсмә кесәлләр дохтурханисиниң бир дохтури илгири радиойимиз зияритини қубул қилғанда, уйғур елидә балиятқу ракиға гириптар болғанларниң ٪ 90 иниң җәнубий уйғур елидики уйғур аяллири икәнликини һәмдә буниңға сәвәб болған асаслиқ амилларниң иқтисадий турмуш шараитиниң начарлиқи, давалиниш пурситиниң йоқлиқи вә мәҗбурий туғут чәкләш оператсийилири қатарлиқлар икәнликини билдүргән иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.