Мусулманларниң мубарәк рамизан ейи башланди
2005.10.05
Ислам динидики улуғ айларниң бири болған рамизан ейи башланди. Рамизан ейида рози тутуш мусулманларға пәрз қилинған.
Оттура шәрқ дөләтлиридики мусулманлар рамизанни сәйшәнбә күни күтүвалди. Әмма малайшия қатарлиқ дөләтләрдики мусулманлар болса, чаршәнбә күни йеңи айни көргәндин кейин рамизан ейиға қәдәм қойди.
Дуняниң нурғун җайлиридики мусулманлар һаяҗан ичидә рамизан ейини күтүвалған бир шараитта, бир қисим мустәбит түзүм астида яшаватқан мусулманлар рамизанда роза тутуштинму чәкләнмәктә.
Мухбиримизниң зияритини қобул қилған уйғур елидики исмини ашкарилашни халимиған бир кишиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити рамизан һарписида һәрикәт қозғап, мусулман ишчи- хизмәтчи вә оқуғучиларниң роза тутуши, намаз оқушини чәклигән. Үрүмчидә һөкүмәт тармақлири, ашхана хоҗайинлирини рамизан мәзгилидә ашхана тақимаслиқ һәққидики тохтамға қол қойғузған.
Чәтәлдики уйғур диний затлири, хитай һөкүмитиниң рамизан ейида уйғур мусулманлириға қаратқан бу хил диний бастурушлирини қаттиқ әйиблимәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗ паалийәтлирини чәкләш һәққидә уқтуруш чүшүрди
- Дуня уйғур қурултийи пүтүн дунядики уйғурларниң қурбан һейтини қутлуқлиди
- Дуня уйғур қурултийи хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита сиясий һәркәтлирини давамлаштурватқанлиқини билдүрмәктә
- Хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗгә беришини чәклимәктә