Шинҗаң рәңлик метал ширкити 200 милйон долларлиқ пай чекини базарға салмақчи


2006.07.21

Хитай бойичә 2 - чоң некил ишләпчиқириш карханиси һесаблинидиған шинҗаң рәңлик метал гуруһи 200 милйон долларлиқ пай чекини хоңкоң аксийә базириға селишни пиланлимақта.

"Җәнубий җуңго әтигәнлик почта гезити"ниң хәвәр қилишичә, шинҗаң рәңлик метал гуруһи келәрки айда хоңкоң аксийә базириға рәсмий илтимас сунуп, бу йил 10 - айниң башлири пай чекини рәсмий базарға селиши мумкин. Әгәр ишлар оңушлуқ болса мәзкур ширкәт хитай буйичә 2 - чоң некил ишләпчиқиридиған карханилиқ орнини сақлап қалалайдикән.

Хитайда ишләпчиқирилған некилниң 5 % ни шинҗаң рәңлик металлар гуруһи ишләпчиқармақта. Шинҗаң рәңлик метал гуруһи 1950 - йили сабиқ совет иттипақи билән һәмкарлишип қурулған дөләт игиликидики кархана иди. Некил полат- түмүр санаетидә ишлитилидиған ачқучлуқ материял һесаблиниду. Йеқинқи күнләрдә бери некилниң баһаси дуня базирида тез өрләшкә башлиған. Өткән дүшәнбә күни бир тонна некил 26 миң 850 долларға чиқип тарихтики әң юқири рекортни яратти.

Хитай иқтисадиниң тәрәққияти полат - төмүргә болған еһтияҗни көпәйтмәктә. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, бу некил баһасиниң өрләп кетишини кәлтүрүп чиқарған муһим сәвәб болуп қалған. Бу әһваллар шинҗаң рәңлик метал гуруһини зор пайдиға ериштүрсиму, лекин бу карханиниң пай чеки сетишиға қарши турғучилар буниң йәрликләргә пайда йәткүзүши натайин, дәп қаримақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.