Хитай, д с т ниң уйғур аптоном райони тәкшүрүш елип беришиға рухсәт қилмиди


2005.06.21

Хитай һөкүмити, дуня сәһийә тәшкилатиниң уйғур аптоном районида қуш зукам вирусиниң тарқилиш әһвалини тоғрисида тәкшүрүш елип беришиға рухсәт қилмиған. Уйғур аптоном райони йеқинқи бир ай ичидә чиңхәйдин кейин қуш зукам вируси байқалған җайларниң бири. Қуш қукам вируси уйғур аптоном райониниң чөчәк шәһири әтрапидики бир ғаз пермисида байқалған.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң тәкшүрүш өмики дүшәнбә күни хитайға қарап йолға чиқти. Улар чиңхәй қатарлиқ җайларда тәкшүрүш елип бариду. "Вол стирит жорнал гезити" ниң хәвәр қилишичә, дуня сәһийә тәшкилати чиңхәй билән биргә уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип беришни тәләп қилған болсиму, әмма бу хитай даирилириниң рәт қилишиға учриған.Мәзкур орган хитай даирилириниң уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип бериш пиланини тезрәк тәстиқлишини өмид қилидикән.

"Вол стирит жорнал гезити" ниң хәвәр қилишичә, дуня сәһийә тәшкилатиниң хитайда турушлуқ баянатчиси рой вадия, " даириләр тәлипимизни тезрақ тәстиқлиған болса яхши болатти," дәп тәкитлигән. Әмма " вол стирит жорнал гезити", хитай даирилири немә үчүн дуня сәһийә тәшкилати хадимлириниң чиңхәйгә беришигә рухсәт қилип, уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип беришиға рухсәт қилмиғанлиқини чүшәндүрмигән.

Өткән һәптә чөчәк шәһири әтрапидики ғаз фермисида қуш зукими вируси байқалғандин кейин, уйғур аптоном районидики мәтбуатлар бу хәвәрни тилға алмиған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.