Хитай баш министири вен җябавниң росийәдики зиярити ахирлашти


2004.09.26

Хитай баш министири вен җябавниң иқтисади һәмкарлиқни асаси тема қилған росийәдики үч күнлик зиярити ахирлашти. Бирақ икки тәрәп иқтисади саһәдики бәзи нигизлик мәсилиләрдә илгирләш һасил қилалмиған.

Хәвәрләргә қариғанда москва бейҗиң вәкиллириниң хитайға нефит експорт қилидиған росийә ширкәтлиригә росийә һөкүмити капаләт бериш тоғрисидики тәлипини рәт қилған. Нефит мәсилиси, хитай баш министири вен җябавниң росийәгә қилған бу қетимқи зияритинң әң муһим күнтәртипини игилләйтти. Росийә баш министири фрәдкоф, капаләт бериш мәсилиси нефит ширкәтлириниң иши, росийә һөкүмитиниң иши әмәс дәп тәкитлигән.

Росийәниң хусусилар игидарчилиқидики юкос ширкити хитайға нефит експорт қилидиған бирдин бир росийә нефит ширкити һисаплиниду . Мәзкур шеркәт йеқинда бәзи аварчилиқларға учриған. Ангариский - дачиң нефит турубиси пилани вен җябавниң бу қетимқи росийә сәпиридә һәл болмиди.Росийә бу мәсилидә һичқандақ вәдә бәрмигән. Бирақ бу мәсилә үстидә давамлиқ музакирә елип беришқа қошулған. Росийәниң дуня сода тәшкилатиға кириш мәсилисидә драмматик йүз бәрди. Москва билән бейҗиң бу мәсилидә келишим һасил қилған. Росийә мәтбуатлири, бейҗиң даилириниң росийәни дуня сода тәшкилатиға қобул қилиш йолидики бәзи шәртлиридин ахирқи күни ваз кәчкәнлигини хәвәр қилди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.