
Уйғуристан азадлиқ тәшкилатиниң қурғучи рәһбәрлиридин вә уйғурларниң чәтәлләрдики шәрқий түркистан мустәқиллиқ көришиниң пишвалириниң бири болған сабит абдурахман әпәнди 14 - июл күни қазақистанниң алмата шәһиридә қатнаш һадисисигә учрап 78 йешида қаза қилди.
Қазақистандики ихтияри мухбиримизниң игилигән учурлириға асасланғинимизда, мәрһум сабит абдурахман әпәнди өйиниң алдидики кочида аптобустин чүшүп йолдин өтүватқинида машиниға соқулуп кәткән. Шундақла машина қаттиқ соқувәткәнликтин қутқузуш машиниси келип болғучә җан үзгән.
Машина һәйдигүчи киши 21 яшлиқ әлик исимлик рус бала болуп, машинида униң дадисиму бар икәнтуқ. Һазир дәсләпки қәдәмдә бу вәқәниң бир қатнаш һадисиси икәнлики мәлум болди.
Мәрһум сабит абдурахман әпәнди 1928 - йили қазақистанда туғулған болуп, у 1930 - йилларда ата-аниси билән ғулҗиға көчүп келип, шу йәрдә маарип тәрбийиси алған. Шундақла у кейин 1944 - йилидики миллий азадлиқ инқилабиниң қатнашқучиси болуш сүпити билән ғулҗа шәһирини азад қилиш җәңлиригә қатнашқан. Шундақла шу сәвәбтин бир қанчә қетим түрмиләргә ташланған.
Алматадики ихтияри мухбиримиз абдулла нәқ мәйдан зияритидин кейин, мәрһумниң тасадипий өлүми һәққидә бу тәпсилий мәлуматларни силәргә сунди.
Мәрһум сабит абдурахман әпәндигә мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидики һашар чәтәлләрдики уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғимақта
- "Уйғуристан азадлиқ тәшкилати" ниң 13 йиллиқи мунасивити билән сабит абдурахман әпәндини зиярәт (2)
- "Уйғуристан азадлиқ тәшкилати" ниң 13 йиллиқи мунасивити билән сабит абдурахман әпәндини зиярәт (1)
- Җамаат әрбаби, тарихчи һәбибуллахан мәхсум һаҗи аләмдин отти