Бу йил ичкиридин уйғур елигә имтиһан беришкә кәлгән 193 нәпәр сахта салаһийәттики оқуғучи байқалди
2006.06.07
7- Ийон күни хитай бойичә алий мәктәпкә кириш бир туташ имтиһани башланди. Алдинқи йиллардикидәк бу йилму мәзкур имтиһанға қатнишиш үчүн ичкиридин уйғур елигә кәлгән сахта салаһийәттики оқуғучилардин 200 гә йеқини байқилип, өз юртлириға қайтурулди.
Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлум қилишичә, сахта салаһийәтләр билән уйғур елигә имтиһан беришкә кәлгән бу оқуғучиларниң бу йиллиқ имтиһан бериш салаһийити елип ташланған. Уйғур ели хелидин бери ичкиридики оқуғучиларниң бу йәрниң салаһийити билән имтиһан беришкә урунидиған муһим бир җайиға айланған болуп, 2003- йили бир йилдила сахта салаһийәттики оқуғучидин 2200 и байқалған иди. Шундақла бу хил әһвал йәрлик оқуғучиларниң алий мәктәпкә кириш саниға тәсир көрсәткән.
Бу йил уйғур елидә тәхминән 143 миң оқуғучи алий мәктәпкә кириш бир туташ имтиһаниға қатнашти. Үрүмчиниң өзидә 30 имтиһан орни 902 имтиһан мәйдани бекитилип, һәр қайси синипларда миллий оқуғучилар билән хитай оқуғучилар арилаштуруп орунлаштурулди.
Мәлум болушичә, бу йил пүтүн хитай бойичә адәттики алий мәктәпләргә кириш имтиһаниға қатнашқан оқуғучилар сани 8 милйон 800 миңға йетип, йеңи рекорт яратқан. Бирақ буниңдин бир ай бурун хитайниң дөләт тәрәққият вә ислаһат комитети алий мәктәпләрни пүттүргән оқуғучиларниң ишқа орунлишиш әһвалиниң барғансери қийинлишиватқанлиқини етирап қилип, бу йил пүттүргән оқуғучиларниң 60% иниң ишсиз қелиши мумкинликини көрсәткән иди.
Буниң билән бир вақитта хитай даирилири алий мәктәпләрни пүттүргән оқуғучиларни ғәрбий районларға берип иш тепиши һәққидики тәшвиқатларни күчәйтти. Шундақла бу йил хитайда алий мәктәпни пүттүрүп ғәрбкә бериш үчүн тизимлатқан оқуғучиларниң сани 55 миңға йәткән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мәдәнийәт инқилабида уйғур елигә паланған хитайлар шаңхәйдә намайиш қилди
- Хитайдики 4 милйон алий мәктәп оқуғучисиниң хизмәт тепиши тәс болмақта
- Үрүмчидә хитай ишләмчиләр ишчилар уюшмилириға қобул қилинмақта
- 200 Гә йеқин хитай ялланма ишчи үрүмчидә намайиш қилди
- Хитай или вадисини пүтүн хитай бойичә боз йәр ачидиған нуқтилиқ район қилип бекитти