Җәнубий "шинҗаң" хәлқара саяһәт байрими қәшқәрдә башланди


2005.05.20

Җәнубий "шинҗаң" хәлқара саяһәт байрими 18 - май күни уйғурларниң тарихий мәдәнийәт шәһири қәшқәрдә башланди. Бу байрамниң башлиниш мурасими, қәшқәр вилайитиниң һәр қайси наһийә, шәһәрлиридин кәлгән миллий сәнәт өмәклири орунлиған нахша-усуллар билән елип берилди.

Тәңритағ хәвәр ториниң мәлуматиға қариғанда, мәзкур саяһәт байрими 5 - айдин 12 - айғичә 6 ай давам қилидиған болуп, бу мәзгилдә илгири-ахир болуп 20 гә йеқин паалийәт берилидикән.

Техи буниң алдида бу йәрдә "қәшқәр, оттура асия вә җәнубий асия сода йәрмәнкиси" өткүзүлгән иди. Бу йәрмәнкидә җәмий 1 милярд 9 йүз милйон юән қиммитидики 63 түрлүк сода келишими имзаланған.

Хәвәрләрдә йәнә, қәшқәрниң йошурун күчи вә тәбиий байлиқи мол болуш артуқчилиқлириниң кишини өзигә җәлб қилидиғанлиқи йезиливатқан болуп, буниңға башқичә қарашта боливатқан күзәткүчиләр, бу йәрдики һәр қайси мәнпәәтләрдин йәнила хитайларниң пайдилинидиғанлиқини, шундақла хитай һөкүмитиниң бу паалийәтләр арқилиқ техиму көп хитайларни бу районға қиззиқтурушни мәқсәт қилған болиши мумкинликини оттуриға қойди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.