Хитайниң саяһәтчилик ишлири гүлләнгәнсери уйғурлар арқида қалмақта
2006.12.27
Ройтес агентлиқиниң хәвәр қилишичә, уйғур елидики бир қисим җайларниң саяһәт орниға айлиниши билән, хитай содигәрлири пайда тепип, йәрлик уйғурларниң турмуш сәвийиси барғансери арқида қелишқа башлиған.
Йеқинда әмма граһам исимлиқ бир мухбирниң хитайниң саяһәтчилик ишлири гүлләнгәнсери уйғурлар арқида қалмақта дегән темидики мәлуматида ейтилишичә, турпанниң үзүм макани туюқ йезисида йәрлик уйғур миллити билән хитайлар оттурисидики пәрқ интайин чоң болуп, вәзийәт бир қәдәр җиддийләшкән. Мәсилән мәзкур йезидики исмини мәлум қилишни халимиған бир уйғурниң билдүрүшичә, хитай сода ширкәтлири һазир туюқ йезисини саяһәт орниға айландуривалған. Улар мәзкур йезини зиярәт қилмақчи болғанларға 30 йүәндин биләт сетип нурғун пайда алған. Лекин мәзкур йезиниң игиси болған уйғурларға саяһәтчиләрдин киргән киримдин бир тийин пайдиси тәгмигән.
Мәзкур мәлуматта хитай миллитиниң йиллардин буян уйғур елиниң нефит, газ вә түрлүк йәр асти байлиқлиридин халиғанчә бәһриман боливатқанлиқи баян қилинған.
Хоңкоңдики кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң шинҗаң ишлири мутәхәссиси никола беклин әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур елини тәрәққий қилимиз дегән баһанә билән, уйғур елигә түркүмләп көчмәнләрни йөткәп келиватқанлиқини һәмдә мәзкур җайниң байлиқини болаң -талаң қилипла қалмай уйғур миллитиниң мәдинийитиниму барғансери суслаштуриватқанлиқини билдүрди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қанас райони саяһәтчиләр тәрипидин вайранчилиққа учримақта
- Хитай, уйғур аптоном районида муз тағ саяһитини чәклиди
- Қанас чәтәллик саяһәтчиләр беришқа тегишлик җай дәп баһалинип, алтун мукапатқа еришти
- Җәнубий "шинҗаң" хәлқара саяһәт байрими қәшқәрдә башланди
- Хитай һөкүмити қәдими йипәк йолиға мәбләғ салмақчи