Хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати билән бирликтә маневир елип бармақчи


2007.07.12
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай дөләт мудапиә минстирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза 6 дөләтниң 9‏- авғусттин 17‏- авғустқичә давамлишидиған террорчилиққа қарши һәрбий маневир елип баридиғанлиқини билдүрди.

" Тинчлиқ 2007 " исми берилгән бу һәрбий маневир урумчидә вә русийиниң урал тағлиқ райониға җайлашқан чилябинск районида елип берилидикән.

Хитай мудапиә минстирлиқиниң баянатида қәйт қилинишичә, һәрбий маневирға шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза хитай, русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистан қуруқлуқ вә һава армийә қисимлири қатнишидикән. Баянатта билдүрүлишичә , 6 дөләттин 1600 әскәрниң қатнишиши билән елип берилидиған бу һәрбий маневир, һечқандақ дөләткә қаритилмиған болуп, террорчилиқ, бөлгүнчилик вә әсәбий диний күчләргә бирликтә қарши туруш йоллирини техиму илгири сүрүшни мәқсәт қилидикән.

Бирақ көплигән анализчилар, хитай вә русийә йетәкчиликидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәзкур икки дөләт оттура асияда өз сиясий вә һәрбий мәқсәтлирини әмәлгә ашурушта пайдилинидиған бир қоралға айланғанлиқини, һәр икки дөләттә давамлишиватқан миллий мустәқиллиқ күрәшлирини бастурушқа тиришиватқан хитай вә русийиниң террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний гуруппиларға қарши турушни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң асаслиқ нишанлириниң биригә айландурғанлиқини тәкитлимәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.