Нигрипонти: хитай шинҗаң мәсилисигә охшаш сәзгүр темиларда пикир алмаштуруштин қорқмаслиқи керәк


2007.10.29

Америкиниң муавин ташқи ишлар министири җон нигрипонти өткән һәптә америка - хитай мунасивәтләр комитетиниң кәчлик зияпитидә сөз қилип, хитай даирилирини "шинҗаң мәсилиси " гә охшаш назук темиларда америка мутәхәссислири билән пикир алмаштуруштин қорқмаслиққа чақирди. У сөзидә "бу түрдики мәсилиләр биз қизиқидиған мәсилиләр", дәп тәкитләпла қалмай, у йәнә"бу түрдики алмаштурушларниң елип берилишиға йол қоюш муһим "дәп көрсәтти.

Нигрипонти, бу сөзләрни америка - хитай мунасивәтләр комитетиниң кәчлик зияпитидә бир мутәхәссисниң суалиға җаваб бәргәндә тәкитлигән болуп, җәррий коһен исимлик бу мутәхәссис "бизниң шинҗаң вәзийити һәққидә мақалә язған кишилиримиз виза мәсилисидә тосалғуға учраватиду. Биз бу мәсилидә илмий вә кәспий алмаштуруш елип барғанлиқимиз үчүн тосалғуға учримаслиқимиз керәк " дәп тәкитлигән һәмдә америка ташқи ишлар министирлиқидин бу мәсилигә диққәт қилишни тәләп қилған.

Җон нигрипонти, америка - хитай арисидики илмий алмаштуруш паалийәтлиридә йеқинқи 20 - 30 йилдин буян һәқиқий вә әмәлий илгириләш болғанлиқини, лекин сәзгүр мәсилиләрдә пикир алмаштуруш наһайити муһим, дәп қарайдиғанлиқини әскәртип, " бу йәрдә мән хитай һөкүмитигә шуни әскәртимәнки, хитай даирилири бу түрдики алмаштурушлардин қорқмаслиқи керәк," дәп көрсәтти.

Хәвәрләргә қариғанда , хитайниң америкидики әлчиханиси уйғур тәтқиқати билән шуғуллинидиған бәзи мутәхәссисләргә уларниң уйғурлар һәққидики көз қариши хитай һөкүмитиниң көз қарши билән охшимиғанлиқи түпәйли виза беришни рәт қилған. (‏Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.