Шәрқи түркистан бирлики тәшкилати вәкиллири әзәрбәйҗанлиқларниң йиғинида

Йәкшәнбә күни германийиниң көлин шәһиридә җәнубий әзәрбәйҗан мәсилиси һәққидә симнарийә өткүзүлгән. Симнарийигә германийидики шәрқи түркистан бирлики тәшкилатниң вәкиллириму қатнашқан. Йиғинда уйғур вәкилләр шәрқи түркистан мәсилиси һәққидә мәлумат бәргән.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.05.29

 Бу симнарийигә тәтқиқатчи, язғучи, шаир вә жорналистлар болуп 50 кә йеқин киши қатнашқан. Йиғинда түрүк дунясиниң нөвәттики,сиясий, иқтисадий вә мәдәний - маарип вәзийити муһакимә қилинған; җәнубий әзәрбәйҗан хәлқиниң миллий һәрикәтлири вә сиясий тутқунларниң әһвали асаслиқ музакирә темиси болған.

Йиғинда шәрқи түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси күрәш атахан сөз қилип, шәрқи түркистанниң нөвәттики вәзийити һәққидә мәлумат бәргән. У мәлуматида хитайниң уйғур миллий кимликигә пиланлиқ вә қәдәм басқучлуқ һалда һуҗум қиливатқанлиқи һәққидә нуқтилиқ тохталған.

Йиғин қатнашчилири арисидики тәшкилат рәһбәрлири, буниңдин кейин һәмкарлишип паалийәт елип беришниң йоллири үстидиму пикир алмаштурған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.