Америкидики уйғурлар шәрқи түркистан рәһбәрлири вапатиниң 55 - йиллиқини хатириләш паалийити өткүзди

Бу йил 27 - авғуст күни, шәрқи түркистанниң инқилабий рәһбири әхмәтҗан қасими қатарлиқ кишиләрниң "айрупилан һадисиси" билән қаза тапқанлиқиниң 55 йиллиқ хатирә күни.

Хитай һөкүмити буниңдин 55 йил илгири , шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәһбәрлири әхмәтҗан қасими, исһақбәг муноноф, абдукерим аббасоф , дәлилқан сүгүрбайеф қатарлиқ кишиләр бейҗиңда ечилған сиясий мәслиһәт кеңиши йиғиниға қатнишиш үчүн кетиватқинида, айрупилан һадисисигә учрап вапат болғанлиқини билдүргән иди.

Әхмәтҗан қасими башлиқ шәрқий түркистан инқилабий рәһбәрлириниң вапатини хатириләш мунасивити билән америкидики бир қисим уйғурлар пәйшәнбә күни ақ сарайниң йенидики лафайәт мәйданиға йиғилип, паалийәт елип барди. "Шәрқи түркистан азатлиқ мәркизи тәшкилати" ниң оюштуруши билән елип берилған бу паалийәттә улар, әхмәтҗан қасими қатарлиқ шәрқий түркситан рәһбәрлириниң рәсимлирини көргәзмә қилип, мәйдандики америкилиқларға уларниң иш излири вә вапатини чүшәндүрди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.