6 Нәпәр "шинҗаңлиқ" хитай форбес журнилиниң хитайдики байлар тизимликигә кирди
2007.11.04
Һәр йили дунядики әң байларни тизимға турғузидиған форбес журнили 11- айниң 1- күни хитайдики әң байларниң тизимликини елан қилған болуп, бу тизимликтики хитай бойичә әң бай төт йүз адәмниң алтә нәпири уйғур елида бейиған хитайлардур.
Хитайниң шинхуа агентлиқи бу алтә нәпәр хитай байниң кимликини елан қилған болуп, булар шинҗаң хәлқара һәссидарлиқ ширкитиниң җаң йәнфу вә җяң җефу исимлик икки ака-ука хоҗайини болуп, улар 400 - орунға тизилған.
Қалған төт нәпириниң бири 80- йилларда тиҗарәткә киришип уйғур аптоном районидики компартийә вә һөкүмәтниң қоллишиға изчил еришип кәлгән шинҗаң гуаң хуй һәссидарлиқ - мәбләғ селиш ширкәтләр гуруһиниң лидери сун гуаңшин болуп, у, хитайдики 400 йүз байниң ичидә 61-орунға тизилған. У, өткән йили 91- орунни игилигән икән.
Хәвәрдә көрситилишичә бу алтә нәпәр хитай бай асаслиқи, йәр-мүлүк, қурулуш материяллири, саяһәт, қол телефон, канчилиқ вә сода -сетиқ қатарлиқ саһәләр бойичә бейиған икән. Мәлуматларға қариғанда, сун гуаңшин 80- вә 90- йилларниң бешида әйни вақитта форбес тизимликигә киргән рабийә қадир ханим билән риқабәтләшкән хитай бейи иди.
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим билән хитай бейи сун гуаңшинниң тәқдири икки хил болуп, америка алими җамес милливард әпәнди йеқинда елан қилған китабида рабийә қадир билән сун гуаңшинниң тәқдирини селиштуруп, рабийә қадирниң азғина пул билән тиҗарәт башлап, өз күчи вә таланти билән ронақ тапқан болсиму, бирақ униң өз миллитиниң мәнпәәтини көзлигәнлики үчүн ахири хитай түрмисигә ташлинип, алтә йил түрмә азаби тартиш һәтта пәрзәнтлириниң түрмигә чүшүш тәқдиригә дучар болғанлиқи, әмма хитай бейи сун гуаңшинниң болса, хитай һөкүмитиниң йешил -чирақлири астида күнсайин бейип, ахири хитай бойичә әң бай адәмләр тизимликигә киргәнлики, булар арисидики пәрқниң бириниң уйғур, йәнә бириниң хитай миллитидин болғанлиқини оттуриға қойған иди.
Америкидики бир уйғур тиҗарәтчисиниң ейтишичә, бу хәвәр, хитайларниң уйғур елидики сода-тиҗарәт паалийәтлиридә мутләқ үстүнлүкни игиләйдиғанлиқи, уларға түрлүк йешил чирақларниң йеқилип, һәммә иқтисадий саһәләрни монопол қиливалғанлиқини көрситиду.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечүән, сиясий бюрониң әзалиқиға йәнә сайланди
- Ваң лечүән, муқимсизлиқ уйғур елидә йәнила җиддий мәсилә, деди
- Уйғур ели хитайдики әң чоң нефит базиси болуш алдида турмақта
- Хитай һөкүмити ақсуға муқимлиқ сақлаш назарәт қилиш өмики әвәтти
- Хитай, 1 - өктәбирдә уйғурларниң намайишқа дуч келиду
- Ваң лечуән тәйвәндики гоминдаңниң пәхри рәиси лйәнҗән билән һәмкарлишиш һәққидә сөһбәт өткүзди
- Ваң лечуән "америка башлиқ дүшмән күчләр уйғур елиниң муқимлиқиға тәһдит салмақта"дәп көрсәтти
- Ваң лечуән "шинҗаңға ярдәм бериш пидаийлар" қошунини күтүвалди