Кишилик һоқуқ паалийәтчиси: хитайдики сиясий мәһбусларниң үчтин бири уйғур елидә
2005.10.21
Хитайдики сиясий мәһбусларни қутулдуруш һәрикити билән шуғуллиниватқан америкидики даңлиқ диалог фонди җәмийити җүмә күни улар тизимға алған хитайдики сиясий мәһбусларниң үчтин бириниң уйғур елидә икәнликини ашкарилиди.
Атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң қоюп берилишидә асаслиқ рол ойниған, мәзкур тәшкилатниң мәсоли җон кам, бейҗиңдики чәтәл мухбирлар кулубида буни билдүрди. У йәнә, америка президенти җорҗ буш ноябирда хитайға қилидиған зияритиниң һарписида, хитай һөкүмәт даирилириниң даңлиқ сиясий мәһбусларни қоюп бериш дипломатийисини өзгәртиши мумкинликини қияс қилди.
Униң билдүришичә, хитай даирилири илгири америка рәһбәрлириниң зияритиниң һарписида сиясий мәһбусларни қоюп берип, өзиниң "яхши" нийитини ипадиләйтти. Әмма хитайниң йеңи рәһбәрлири җия земин дәвридики бу сиясий мәһбус дипломатийисидин ваз кечиш тәрипини алмақта икән.
Болупму, бу йил 3 - айда америка ташқи ишлар министири райисниң зияритиниң һарписида, хитай рабийә қадир ханимни қоюп берип, уни америкиға йолға салған һәмдә униң башқа хитай өктичилиригә охшаш тинҗип кетишини ойлиған.
Җон кимниң көрситишичә, әмма буниң әксичә, рабийә қадир ханим америкиға кәлгәндин кейин тез сүрәттә дуняға авазини аңлиталмиған уйғур хәлқиниң авазиға айланған. Бу хитай һөкүмитиниң сиясий мәһбус дипломатийисидин ваз кечиш хаишигә бәлгилик тәсир көрсәткән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай террорчилиққа қарши қанун чиқиришқа тәйярланмақта
- Уйғур тәшкилатлири хитайни терроризм мәсилисидә қош өлчәм қолланмақта, дәп әйиблиди
- Хитай, хәлқарани террорчилиққа қарши һәмкарлиқни күчәйтишкә чақирди
- Хитай һөкүмити уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида бихәтәрликни күчәйтмәктә
- Хитай һөкүмити уйғур мустәқилчилирини террорчилиқ билән әйиблиди