Һейтгаһ чоң базириға пакистан сода кочиси селинди
2005.08.28
Уйғур елиниң қәшқәр шәһиридики даңлиқ һейтгаһ мәсчиниң икки йеқиға йеңидин өзгәртилип селинған һейтгаһ чоң базириға, мәхсус пакистан маллири үчүн бир коча аҗритилған.
Йеңидин селинған бу чоң базар, җәнубий вә шималий сода райони дәп икки райондин түзүлгән болуп, җәнубий районда асаслиқи уйғурларниң миллий түсни алған һәр хил маллар, сапал боюмлар, кийим-кечәк, аяқ вә күндилик боюмлар сетилидикән, шималий сода районда болса, зибу-зиннәт, һәр хил қақлар вә уйғурларниң қол һүнәрвәнчилик боюмлири сетилидикән.
Пакистан сода дукиниға дәл мушу шималий сода районидин 30 кувадират метир орун берилгән болуп, бу йәргә 44 дукан чүшидикән. Бу йәрдә пакистандин киргән һәр хил маллар сетилидикән.
Хитай һөкүмитиниң даңлиқ һейткаһ базирини қайта өзгәртип селиш ишлири 2003 - йили 5 - айда башланған болуп, һазир бу қурулуш пүтүш алдида турмақта. Әйни чағда һейткаһ мәсчитиниң әтрапидики нурғун аһалиләр, хитай һөкүмитиниң бу базарни қайта өзгәртип селиш баһаниси билән, бу йәрдики нурғун аһалиләрниң өйлирини чеқип, уларни көчүшкә мәҗбурлиғанлиқини хәвәр қилған иди. Шундақла хитай даирилири йеқинда йәнә, бу йәрдики нурғун кочиларниң уйғурчә намларни өзгәртип, уни хитайчә намлар билән атиған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә йәр вә қезилма байлиқлар сода мәркизи қурулди
- Хитай йәнә бир түркүм кадирлирини қәшқәргә әвәтти
- Хитай сот мәһкимиси бир уйғурни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди
- Уйғур аптоном райони вәкилләр өмики йеқинда кәшмирни зиярәт қилиду
- Хитай һөкүмити уйғур дияриға чәтәл мәблиғини җәлп қилмақта