Қазақистан билән уйғур ели оттурисида үчинчи чегра базири ечилмақчи
2006.02.13
Тәңритағ тор бетиниң хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити 1- март күни ала тағ, қорғас чегра еғизлиридин кейин, уйғур ели билән қазақситан оттурисидики үчинчи чегра базири, җиминәй чегра еғизи базирини ачидикән.
Хитай вә қазақистан ташқи ишлар минситирлиқлири оттурисида имзаланған келишимгә асасән, қазақситан пуқралири 1- марттин башлап инавәтлик паспорти вә сағламлиқ кинишкиси болсила, виза биҗирмәй мәхсус йол арқилиқ җиминәй чегра еғизи базириға кирип - чиқип китәләйдикән. Хитай тәрәп қазақистан пуқралири бу базардин тавар сетивалса, баҗ алмайдикән һәмдә улар елип киргән таварларға етибар билән муамилә қилидикән.
Хәвәрләргә қариғанда, бу чегра еғизи базири 105 миң кувадрат метир мәйданға ясалған болуп, базарда 10 миң тиҗарәтчи паалийәт елип баралайдикән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном райониниң 2005 - йилдики ташқий сода соммиси 8 милярд доллар
- Һиндистан вә хитай қәдимий йипәк йолида қайта сода башлаш пиланини кечиктүрди
- Үрүмчи сода йәрмәнкисидә 118 түрлүк сода келишими түзүлди
- Һейтгаһ чоң базириға пакистан сода кочиси селинди
- Уйғур елидә йәр вә қезилма байлиқлар сода мәркизи қурулди