Хитай һөкүмити бир уйғурни қанунсиз диний паалийәт елип барди дәп кәсти


2004.08.19

Хитай һөкүмити йеқинда хотәндики атақлиқ диний өлима абдул әхәт барат мәхсумни қолға елип, бәш йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.

Өз мухбиримизниң униң түркийидики туғқанлиридин игилигән мәлуматлириға қариғанда, хитай һөкүмити 2004 - йили 1 - айниң 2 - күни абдул әхәт барат мәхсум һаҗимни " қанунсиз диний мәктәп ечип бала оқутуш , тәблиғ қилиштәк қанунсиз диний паалийәтләр билән шуғулланди" дегән җинайәт билән әйибләп қолға алған.

Мәхсум һаҗим, шәрқи түркистан тарихи китабиниң аптори,шәрқий түркистан һәрикитиниң йетәкчилиридин мәрһом муһәммәд имин буғраниң җийәни иди. Шәрқи түркистан учур мәркизи вә униң туғқанлириниң ейтишичә, 74 яшлардики мәхсум һаҗим хотән оттура сот мәһкимиси тәрипидин йеқинда мәхпий сотлинип, бәш йиллиқ кесилгән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.