Уйғур елидә 5 милйонға йеқин адәм пакизә су истимал қилалмайдикән
Уйғур аптонум районлуқ су ишлири назаритиниң ашкарилишичә, су ениргийиси вә су билән тәминләш қурулушиниң тәрәққи қилмиғанлиқи сәвәбидин, нөвәттә пүтүн район бойичә 40 ٪ тин артуқ йеза аһалиси йәни 4 милйон 870 миң адәм пакизә су истимал қилалмайдикән.
Хитай мәтбуатлирида көрситилишичә, 4 милйон 870 миң киши узун муддәт дезинфиксийә қилинмиған су ичкәнликтин, деһқанларниң саламәтлик әһвали еғир дәриҗидә начарлашқан вә улар түрлүк кесәлликләргә гириптар болған.
22 - Март күни "дуня су күни" болуп, сәһийә тәшкилатлири кишиләрниң таза су истимал қилип, саламәтликини асришини тәшәббус қилмақта.
Уйғур елидики деһқанларниң пакизә су истимал қилалмаслиқ әһвали һәққидә тохталған дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, бир тәрәптин мәсилиниң намратлиқтин келип чиққанлиқини, йәнә бир тәрәптин хитай һөкүмитиниң йәр байлиқи мол, бай зиминниң игилирини һәтта пакизә су ичиш имканийитигиму игә қилмайватқанлиқини билдүрди. (Әқидә)