Уйғур елиниң су байлиқи һәддидин артуқ ишлитилмәктә
2005.03.29
Америка мутәхәссиси ситәнли тупис (Stanley Toops), уйғур елидики нопусниң тез ешиши вә хитайниң һәр хил тәрәққият қурулушлириниң, уйғур елидики су байлиқлириниң һәддидин зиядә ишлитилишини кәлтүрүп чиқириватқанлиқини билдүрди.
Америка мәйами университетиниң җуғрапийә вә хәлқара тәтқиқат профессори ситәнли тупис дүшәнбә күни вашингтондики җонс хопкинс университитида бәргән доклатида, "хитайниң 'ғәрбни ечиш' һәрикити җәрянида қурулушларни кәң көләмдә селиши вә нефит ишләпчиқиришиниң иһтияҗи вә аһалиләрниң су истимали қатарлиқлар қошулуп, уйғур елидә суға болған иһтияҗни зор дәриҗидә ашуриватиду", дәп көрсәтти.
У йәнә, хитай һөкүмитиниң нөвәттә бағраш көлиниң сүйини, қуруп кетиватқан тарим дәрясиға қуюш қурулишини тәнқид қилип "бағраш көлиниң сүйини йәнә қанчилик вақит тарим дәрясиға қуюш имканийити барлиқини һечким билмәйду. Бағрашниң сүйи илгири татлиқ иди. Һазир барғансири шорлишип кәтти. Шуңа бу усул узун мәзгиллик чарә әмәс",- деди.
Америка мутәхәссиси ситәнли тупис ахирида, хитай һөкүмитини уйғур елидики су кризисини яхшилаш үчүн үнүмлүк, узун мәзгиллик истратегийә қоллинишқа чақирди. (Арзу)