Хитай һөкүмити тәклимаканни кесип өтидиған йәнә бир ташйол ясимақчи


2004.12.12

Хитай һөкүмити келәр йили 5 - айдин башлап, тәклимакан қумлуқини бесип өтидиған йәнә бир юқири сүрәтлик ташйол ясайдиғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмитиниң зувани болған шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, мәзкур юқири сүрәтлик ташйол ақсудики аралдин хотәнгә тутишидиған болуп, омумий узунлуқи 425 километир келидикән. Мәзкур қурулушқа 834 милйон йүән хираҗәт вә үч йил вақит кетидикән.

Хитай һөкүмити 1995 - йили тәклимаканни бесип өтидиған түнҗи юқири сүрәтлик ташйолини пүттүрүп, қатнашни башлиған иди. Хитай даирилири бу қетим ясалмақчи болған юқири сүрәтлик ташйолниң тәклимакан қумлиқиға техиму ичкириләп кирип, уйғур елиниң җәнубий районлирини техиму яхши туташтуридиғанлиқини билдүргән һәмдә бу қурулушниң тарим ойманлиқидики нефит қедириш ишлири, тарим дәрясини ечиш вә уйғур елиниң җәнубий районлириниң иқтисадини тәрәққий қилдурушта муһим рол ойнайдиғанлиқини көрсәткән.

Бирақ чәтәлдики бир қисим уйғур паалийәтчилири, бу йеңи юқири сүрәтлик ташйол қурулушиниң, хитай көчмәнлириниң уйғур елиниң чәт - яқилириғичә кәң көләмдә орунлишишиға вә уйғур елиниң тәбиий байлиқиниң, хитай һөкүмити тәрипидин булаң- талаң қилинишиға асанлиқ яритип беришидин әндишә қилидиғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.