Уйғур елидики иссиқ һава сәвәблик тарим дәрясида ташқин көрүлгән
2006.08.02
Йеқинқи бир нәччә күндин буян уйғур ели һава келиматиниң наһайити иссип кетиши билән тағлардики музлар ерип, тарим дәрясиниң қисмән бөләклириниң сүйи тешип кәткән.
Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлум қилишичә, нөвәттики бу иссиқ һава келимат, уйғур елидә 20 йилдин буян көрүлүп бақмиған әң юқири темпратора һесаблинидикән.Гәрчә бу йил бешида тарим дәрясиниң су миқдари бирқәдәр аз болған болсиму, лекин һазирқи иссиқ һава сәвәблик муз тағлардин ерип чүшкән сулар тарим дәрясиниң сүйини улғайтивәткән.
Нәтиҗидә дәря сүйиниң еқиш миқдари һәр секонтиға 1888 куп метирға йәткән. Шу сәвәбтин һазир дәря бойидики нәччә миң мо деһқанчилиқ терилғу йәрлири кәлкүнниң тәһдити астида турмақта. Мунасивәтлик орунлар тарим дәрясиниң оттура вә юқири еқини әтрапиға йүзгә йеқин кишини йөткәп, кәлкүнниң алдини елип, су тосмилирини қоғдаш ишлирини елип бармақта.
Хәвәрдә мәлум болушичә, бу ташқин әһвали уйғур елидики тарим дәрясиниң су тарихи хатириләнгәндин буянқи -4 қетимлиқ ташқин һесаблинидикән. Уйғур елидики хәлқләрниң һаятлиқ мәнбәси болған тарим дәряси йиллардин буян дәря сүйиниң азийип кетиватқанлиқи сәвәбидин кишиләрниң әндишисини қозғиған болуп, бу йәрдики йәрлик хәлқләр, хитайниң таримниң оттура вә юқири еқинлириға салған су амбарлириниң тарим дәрясиниң сүйини боғуп, төвән еқинға су йәтмәсликтәк әһвалларни кәлтүрүп чиқарғанлиқидин нарази болуп кәлгән иди. (Пәридә)