Алар - хотән тәклимакан таш йолида қатнаш һәққи елиш түзүми йолға қоюлиду
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.07.20
2008.07.20
424 Километирлиқ алар - хотән қумлуқ таш йоли өткән йили пүтүп, қатнаш башланған болуп, нөвәттә бу тәклимаканни кесип өтидиған бүгүр хотән йолидин кейинки иккинчи йол һесаблиниду. Инкаслардин қариғанда, хитай йол ясиғучилири бу йолни кона дәря излирини асас қилип ясап чиққан болуп, әлмисақтин тартип, хотән билән ақсу арисида карванлар мушу йол арқилиқ маңған икән.
Шинхуаниң ашкарилишичә, бу йол тәңри тағлириниң җәнуби билән шималини туташтуруш һәмдә бу җайларниң иқтисадини тәрәққи қилдурушта зор әһмийәткә игә болуп, қатнаш һәққини 20 йилғичә елиш бекитилгән.
Алар - хотән йолини ясаш үчүн 800 милйон йүән әтрапида мәбләғ селинған болуп, қатнаш һәққи елиш арқилиқ бу чиқимларни толдуруш нишан қилинған икән. Алдинқи йили алар шәһәр қилип бекитилгән. Бу җай тарим дәряси вадисиға орунлишивалған хитай ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң асаслиқ базиси болуп, тарим улар тарим сүйини боғуш арқилиқ тәклимаканниң нурғун җайлирини өзләштүрүп, адәм орунлаштурмақта.