Хитай даирилири "шинҗаңниң омумий тарихи" ни йезишқа башлиди
2005.02.02
Тәңритағ тор бети, 1 - январ күни үрүмчидә " шинҗаңниң омумий тарихи" ни йезиш тәһрир һәйәтлири йиғини ечилғанлиқини шуниң билән биллә " шинҗаң тарихидики әң зор көләмлик тарих йезиш" хизмитиниң рәсмий башланғанлиқини хәвәр қилди.
Йиғинда хитай мәркизий комитет сиясий биюру әзаси, уйғур райони партком секритари ваң лечүән : "шинҗаңниң тарихий мәсилиси җидди бир сиясий мәсилә. Дөләт ичи вә сиртидики бөлгүнчиләр шинҗаң тарихини бурмилап, униңдин шинҗаңни вәтинимиздин айрип чиқишниң тарихий асаси сүпитидә пайдилинип кәлди. Шуңа мән шинҗаңниң әзәлдин вәтинимизниң айрилмас бир қисми икәнликини дәлилләйдиған бир китапниң болушини үмид қилимән. Бу вәтәнниң бирликини һимайә қилиш, бөлгүнчиликкә қарши туруш сиясий көришимизниң иһтияҗи" дигән.
Хитай компартийисиниң уйғур илидики партком тәшвиқат бөлүми 1990 - йили уйғур тарихчиси турғун алмасниң "һунларниң қисқичә тарихи", " уйғурлар", вә " уйғур килассик әдәбият тарихи һәққидә баян" қатарлиқ үч китабини ашкара тәнқидләш паалийити һәмдә тәнқидләш муһакимә йиғини өткүзүп, бу китапларниң тарқилишини чәклигәндин кейин, мәхсус гуруппа тәшкилләп " уйғурларниң қисқичә тарихи", "шинҗаң тарихи" дегәндәк бир мунчә тарихий китапларни йезишни уюштурған иди. (Қанат)