Хитай "шинҗаң омумий тарихи" ни йезишни башлиди


2005.04.24

Хитайниң шинҗаң хәвәр ториниң учуриға қариғанда хитай дөләтлик чоң һәҗимлик иҗтимаий пән тәтқиқатлири лайиһисигә киргүзүлгән "шинҗаңниң омумий тарихи" рәсми йезилишқа башланған.

Хәвәрдә көрситилишичә, мәзкур тарих җәмий 10 йиллиқ мөһләт билән 13 том қилип йезилидикән. Буниңда уйғур елиниң сиясий, иқтисадий мәдәнийәт вә милләтләр тарихи һәр тәрәптин йорутулидикән. Хитай даирилири бу китабниң әң әтраплиқ вә әң илмий болидиғанлиқини билдүрмәктә.

Хәвәрдә баян қилинишичә, хитай һөкүмити бу әсәрни йезиш үчүн русийә, әнгилийә қатарлиқ дөләтләр вә бейҗиң, нәнҗиң қатарлиқ җайлардики архипханиларға адәм әвәтип, шинҗаң тарихиға аит архип материяллирини топлашни шуниңдәк 10 нәччә парчә чәтәл алимлириниң шинҗаң тарихиға аит әсәрлирини хитай тилиға тәрҗимә қилишни пиланлиған.

Буниңдин бир қанчә ай илгири өткүзүлгән мәзкур пилан ға аит йиғинда аптоном район компартийә секритари ваң лечуән "шинҗаң тарихи бир сиясий мәсилә" дәп көрситип, аталмиш миллий бөлгүнчиләрниң тарихни бурмилишиға қарши турушни тәшәббус қилған иди. Бирақ, хитай даирилири 50 йилдин буян "уйғур қисқичә тарихи", "шинҗаң қисқичә тарихи" вә шинҗаң йәрлик тарихи" дегәндәк тарих китаблирини нәшир қилип, уйғурларни оқушиға мәҗбурлиған болсиму, лекин һазирғичә техи уйғурлар әтирап қилидиған вә яхши көридиған бирәр растчил тарихни йезип чиқалмай, тарихқа сиясий өлчәм қоллинип кәлди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.