Хитай, тәклимакан чөллүкини кесип өтидиған йол ясимақчи
2005.06.08
Хитай бихәтәрлик қисимлири уйғур елиниң тәклимакан чөллүкидин кесип өтидиған юқири сүрәтлик таш йол ясашни пиланлимақта.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай даирилириниң бу йолни ясаштики асаслиқ мәқсити, уйғурларниң қаршилиқ паалийәтлирини уюштурушиниң алдини үнүмлүк елиш вә чәт -яқа җайларға соқунувалған уйғур мустәқилчилирини бәрбат қилиш икән.
Хитай ясимақчи болған бу йолниң узунлуқи 424 километир болуп, у хотәндин тартип ақсуниң арал шәһиригичә туташтурулидикән. Шундақла бу йолниң көп қисмини хитайниң қораллиқ сақчи қисми ясайдикән.
Мәзкур агентлиқ хәвиридә йәнә, уйғурларниң хитайлар билән болған зиддийитини әскәртип, уйғур елидики йәрлик хәлқләрниң хитай көчмәнлириниң бу районға көпләп кирип, уларниң тили вә мәдәнийигә тәһдит боливатқанлиқини язған.
Йол ясаш қурулуши хитайниң уйғур вә тибәт районлирида елип бериватқан асаслиқ пиланлириниң бири болуп, хитайниң ласаға туташтуруп салған төмүр йолиму бу йил пүтмәкчи. Бу қурулуш чәтәлдики тибәт паалийәтчилириниң күчлүк наразилиқини қозғап кәлгән. (Пәридә)