Уйғур аптоном райониниң 2005 - йилдики ташқий сода соммиси 8 милярд доллар


2006.01.13

Уйғур аптоном райониниң 2005 - йилдики омуми ташқий сода соммиси 8 милярд долларға йеқинлашти. Аптоном район даирилири шу йилқи омуми ташқий сода соммисиниң 2004 - йилға қариғанда 40 % ашқанлиқини билдүрмәктә.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң тәкитлишчә, аптоном районлуқ таможна идарисидики даириләр 8 милярд доллар ташқий сода соммисиниң 5 милярд 40 милйон доллирини експорт маллири, 2 милярд 900 милйон доллирини импорт мәһсулатлири игиләйдиғанлиқини билдүргән. Експорт товарлири кийим - кечәк, қошумчә запчаслар, аяқ, машина әсваплири вә електир мәһсулатлири, тоқумичилиқ буюмлири, өй җаһазилири қатарлиқларни асас қилған. Бу мәһсулатлар омуми експорт миқдариниң 75 % ни тәшкил қилидикән.

Әмма көзәткүчиләр бу мәһсулатларниң көп қисими йәрлик мәһсулатлар әмәс, ичкиридики карханиларда ишләпчирилған товарлар, дәп көрсәтмәктә. Шуңа бу йәрлик карханичиларниң мувәппәқийити һесабланмайдикән.

Таможна даирилириниң әскәртишичә, чәтәлдин уйғур аптоном райониға импорт қилинған мәһсулатлар хам нефит, төмүр родиси, керәксиз полат, мис, алюминни асас қилиду. Шинхуа ахбарат агентлиқи анализчиларниң сөзини нәқил кәлтүрүп, " шинҗаң ташқий сода соммисиниң йеқинқи йилларда тез ешип бериши, хитайниң оттура вә ғәрбий асия әллири билән болған иқтисади һәмкарлиқиға таянған" дәйду. Таможна даирилири 2006 - йили ташқий сода соммисиниң 9 милярд долларға йетидиғанлиқини қияс қилмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.