Хитай уйғур аптоном районидин қазақистанға өтүдиған йеңи қатнаш йоли ачти


2006.09.01

Уйғур аптоном районидин қазақистанниң талдиқорған областиға өтүдиған йәнә бир қатнаш йоли җүмә күни рәсми ечилди. Буниң билән уйғур аптоном райониниң қазақистан билән чегрилинидиған 1700 километирлиқ чегра линийисидә икки тәрәпни туташтуридиған қатнаш йоли 22 гә йәткән.

Хитай даирилири ахирқи йилларда қазақистан билән болған мунасивитини тәхирсизлик билән кеңәйтмәктә. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном райони ташқи транспорт идарисиниң җаң пәмилилик муавин башлиқи, бу қатнаш йоли икки тәрәпниң чегра вә ичкири районлиридики шәһәрләрни өз ара туташтуридиғанлиқини билдүргән.

Анализчилар болса хитайниң қазақистан вә әтраптики дөләтләр билән қатнаш алақисини өз ичигә алған һәр хил мунасивәтлирини күчәйтиштики сәвәби, шәрқий түркистан мустәқилчи күчлириниң һәрикитини тосалғуға учрутуш, ениргийә йоллириниң бихәтәрлики вә америкиниң райондики тәсиригә қарши күчләр тәңпуңлуқи қурушни мәқсәд қилған, дәп қаримақта.

Талдиқорған йолиниң ечилиши билән қазақистан, қирғизистан вә таҗикистанлар билән тутишидиған қатнаш йоли 87 гә йәтти. Нөвәттә бу йолларниң 43 дә йолучилар, 44 дә йүк тошулмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.