Хитай тәклимаканда йәнә бир таш йолни тәйярлиди
2007.02.18
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң учуридин қариғанда, уйғур аптоном районлуқ қатнаш назаритиниң ашкарилишичә, тәклимаканни кесип өтидиған йәнә бир таш йолда бу йил 7 - айдин етибарән қатнаш башлиниду.
Бу йеңи тәклимакан таш йолиниң узунлуқи 424 километир болуп, ақсу вилайити тәвәсидики хитай ишләп чиқириш қурулуш армийисиниң 1 - дивизийисиниң база шәһири алардин башлинип, хотән шәһиригә тутишидикән. Бу йол үчүн 834 милйон юән мәбләғ селинған.
Хитай қатнаш даирилири йәнә 1995 - йили тәклимаканни кесип өтидиған биринчи таш йолни пүттүргән болуп, униң узунлуқи 552 километир иди.
Көзәткүчиләрниң ейтишичә, хитай нөвәттә, уйғур дияриниң җәнубидики уйғурлар аһалиниң мутләқ көп қисимини игиләйдиған, нефит вә тәбиий газ записи мол болған тарим ойманлиқини ечиш билән бу райондики хитай нопусиниң тез сүрәттә ашуруш арқилиқ, уйғурларниң кәлгүсидики қаршилиқ һәрикәтлирини контрол қилишни муһим истратегийилик пилан қилған.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай уйғур аптоном райони вә русийә, моңғулийә қатарлиқ дөләтләрни юқири сүрәтлик таш йол билән туташтурмақчи
- Үрүмчидә зор әгәшмә қатнаш вәқәсини кәлтүрүп чиқарған җинайәтчи сотланди
- Уйғур аптоном районида йүз бәргән бир қатнаш вәқәсидә аз дегәндә 20 адәм өлди
- Хитай уйғур аптоном районидин қазақистанға өтүдиған йеңи қатнаш йоли ачти
- Хитай оттура асия дөләтлири билән төмүр йол вә таш йол ясаш лайиһиси түзди