Бир оқутқучи “дәрс мунбири әң көңүллүк сорун.....”
2008.02.06
Хитай һөкүмити қош тиллиқ маарипни омумлаштурған йеқинқи йиллардин бери , уйғур елиниң алий билим юртлиридин нурғунлиған кәсп сөйәр ,иҗтиһатлиқ уйғур оқутқучилар дәрс мунбирини ташлашқа мәҗбур болди . Оқутқучиларға қаритилған түрлүк сиясий бесимлар сәвәблик , кәспини ташлап башқа кәспләргә йөткиливатқан вә яки чәтәлләргә билим ашурушқа чиққан , вәтәнгә ,сиясий тосақлар қоюлған дәрс мунбиригә қайтип беришни халимай чәтәлдә қелишқа мәҗбур болған оқутқучиларму аз әмәс.
Вәтинини, өзи сөйгән кәсипини , сөйүмлүк дәрс мунбирини тәрк етишкә мәҗбур болған, уйғур елидики мәлум алий билим юртиниң иҗтимаий пән оқутқучиси меһрай ханим ,өзиниң немә үчүн америкида қелиш йолини таллашқа мәҗбур болғанлиқи һәққидә мухбиримиз гүлчеһрә билән сөһбәттә болди . Сөһбәт мәзмунлириға диққәт бәргәйсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә қош тил маарипида оқуватқан аз санлиқ милләт оқуғучилар сани көпәйтилмәкчи
- Уйғур илидә мийип балиларниң аз дегәндә 40 % и оқушсиз қеливатиду
- Ваң лечүән : уйғур елида қош тил маарипини қилчә тәврәнмәй йолға қоюш керәк
- Хитай уйғур илидә маарипни хитайчилаштуруш қәдимини изчил күчәйтмәктә
- Уйғур елидә асперантлиққа илтимас қилғучиларниң омуми сани азайди, лекин йәрлик илтимасчилар көпәйди
- Хитай һөкүмити қәшқәр, хотән, ақсу районлирида хитайчә оқуйдиған уйғур балилириниң санини йилдин - йилға көпәйтмәктә
- Хитайниң уйғур елидики "қош тил маарипи" қәдимини вә "қош тил оқутқучилар қошунини илгири сүрүш" истратегийиси