Бай наһийисидә йәнә бир чоң тәбиий газ записи байқалди


2007.10.10

Шинхуа агентлиқиниң 10 ‏-өктәбир хәвәр қилишичә, хитайниң тарим нефит ширкити, ақсу вилайитиниң бай наһийисидә , запас миқдари 130 милярд күп метир келидиған бир тәбиий газ канини байқиған. Мәзкур канниң күнлүк мәһсулат миқдари 286 миң күп метир әтрапида тәхмин қилинған.

Әгәр бу тәхмин тоғра чиқса, бу кан уйғур районидики запас миқдари 100 милярд күп метирдин ашидиған уч чоң тәбиий газ канидин бир болуп қалиду ; қалған иккиси болса ақсуниң бай наһисидики қара 2 вә куча наһийисидики дина 2 дәп атилидиған тәбиий газ канлиридур.

Хәвәрдә көрситилгән учурларға асасланғанда, уйғур районидики тәбиий газ вә нефит запас миқдари хитайниң омуми қуруқлуқни база қилған омуми нефит вә тәбиий газ запас миқдариниң % 25 ни тәшкил қилиду. Бултур уйғур районидин ишләпчиқирилған нефит миқдари 24 милйон тонна болуп , хитай буйичә 3 ‏-орунда турған ; тәбиий газ мәһсулат миқдари болса, хитай буйичә биринчи орунда турмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.