Қарамайдин запас миқтари зор көләмлик тәбий газ байқалди


2007.05.18

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районидики бир нефит ширкити қарамайдин запас миқтари 30 милярд куп метир келидиған зор көләмлик тәбий газ қатлими байқиған. Хәвәрдә йеңи тепилған тәбий газ қатлимидин күнигә 47.1 Милйон куп метир газ ишләпчиқириш мумкинчилики барлиқини вә буниң билән уйғур аптоном райониниң шималидики җайларни газ билән тәминләш мәсилиси асанлишидиғанлиқини билдүрди.

Хәвәрдә, газ қатлиминиң қайси ширкәт тәрипидин байқалғанлиқини тилға алмиған болсиму лекин мәзкур газ қатлиминиң җәнубий җуңғар ойманлиқидин байқалғанлиқини елан қилған. Хитай даирилириниң ашкарилишичә, җуңғар ойманлиқида бар, дәп қаралған омуми тәбий газ запас миқтари6.8 Милярд тонна болуп, һазирғичә буниң 3 дән бир қисими испатланған.

Хитайниң тәбий газ истимал қилиш миқтари йилдин - йилға көпәймәктә. У 2006- йили 6.55 Милярд куп метир тәбий газ истимал қилған болуп, 2005 - йилдикидин % 19 ашқан. Хитай даирилири уйғур аптоном районидики нефит вә тәбий газ записини ечиш йәрлик хәлқниң турмушини яхшилаш ролини ойнайду, дәп қарисиму, лекин йәрлик пуқралар буниң муһитни вәйран қилиш, су йетишмәслик вә көчмәнләрни көпәйтиветиштин башқа, йәрлик хәлққә һечқандақ пайдиси тәгмигәнликидин шикайәт қилмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.