Или қазақ области қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи тәбрикләнди
2004.09.05
Уйғур аптоном райониниң ғулҗа шәһиридә или қазақ аптоном области қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи йәкшәнбә күни дағ - дуғилиқ мурасимлар билән тәбрикләнди.
Хитай хәлқ қурултийи, хитай дөләт кабинети телеграмма әвәтип, қазақ области қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбриклигән. Или қазақ аптоном области 1954 - йили уйғурларға аптоном һоқуқи берилиштин бир йил бурун қурулған иди . Или , хитайдики әң чоң аптоном областларниң бири. Уйғур аптоном райониниң иқтисади җан томуриму, или қазақ аптоном областиниң қармиқидики районларға тарқалған.
Или қазақ областиниң омуми йәр мәйдани 350 миң квадрат километир болуп, хитай мәтбуатлири нопусиниң 4 милйон 80 миңға йетидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Хитай даирилири, или қазақ области қурулғанлиқини 50 йиллиқини хатириләш мунасивити билән или областиниң мәркизи ғулҗиға хән сулалиси ривайәтлиридики "мәликә шиҗүн вә мәликә җийүләрниң хән җәмәти қәсри" ни бәрпа қилип , 50 милйон йүән хәҗлигән. Или қазақ области қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини дағ - дуға билән хатириләш паалийити уйғурларни һәйран қалдурмақта.
Чүнки бир йилниң алдида уйғур аптоном райони парткоминиң секретари ваң лечүән , 2004 вә 2005 - йиллири уйғур аптоном райони бойичә кәң -көләмдики тәбрикләш паалийәтлириниң елип берилмайдиғанлиқини җакарлиған иди . Әйни чағда у буниң сәвәбини исрапчилиқниң алдини елиш дәп чүшәндүргән . Тәбрикләш паалийәтлири өткүзилмәйдиған 2005 - йил, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиға дәл 50 йил толидиған йилдур. Уйғур аптоном райони 1955 - йили қурулған , 1985 - йили уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 30 йиллиқи дағ - дуға билән тәбрикләнгән иди . (Әркин)