Исмайил тиливалди: ш у а р ниң 50 йиллиқини тәбрикләш зор сияси вәқә
2005.06.27
Уйғур аптоном райониниң рәиси исмайил тиливалди, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш, "аптоном райондики һәр милләт хәлқиниң сияси һаятидики зор вәқә шундақла зор сияси вә чоңқур иҗтимаий әһмийәткә игә, дәп көрсәтти.
Исмайил тиливалди бу сөзни уйғур аптоном райони қурулғанлиқини 50 йиллиқини тәбрикләш тәйярлиқ комитетиниң кйонлун меһманханисидики сәпәрвәрлик йиғинида қилған. Әмма у, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини күтүвелишниң зор сияси вә чоңқур иҗтимаий әһмийити дегәндә нимиләрни көздә тутқанлиқини чүшәндүрмигән.
Исмайил тиливалди, аптоном район қурулғанлиқини 50 йиллиқини саламәт өткүзүш үчүн, үрүмчи шәһириниң түзәш вә тәртипкә селиш хизмитини күчәйтишкә чақирған. Әмма чәтәлдики шәрқий түркистан тәшкилатлири, аталмиш түзәш вә тәртипкә селиш хизмити уйғурларни тизгинләш вә бастуруш һәрикитиниң бир қисими, дәп әйиблимәктә.
Уйғур аптоном райони 1955 - йили 10 - күни қурулған. Уйғур аптоном райони әйни чағда уйғур милләтпәрвәрлири тәрипидин хитай билән иттипақдаш җумһурийәт қуруш яки мустәқиллиққә меңишниң биринчи қәдими, дәп қаралған. Бирақ 50 йиллиқ әмәлийәт уларни зор үмидсизликкә учратти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини "қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" билән күтүвалиду
- Үрүмчидә "түрмә қануни" елан қилинғанлиқиниң 10 йиллиқини хатириләш мурасими өткүзүлгән
- Келәр йили уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш паалийити елип берилиду
- Исмайил тиливалди шәрқий түркистан мәсилисидә пакистан даирилиригә рәһмәт ейтти
- Исмаил тиливалди уйғур елигә зиярәткә кәлгән яврупа итипақиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси билән көрүшкән