Қирғизистан даирилири, уйғур содигәрләрни өлтүрүш вәқәси үстидин әстайидил тәкшүрүш елип баридикән
2005.05.03
Қирғизистан өткүнчи һөкүмитидики даириләр, өткән йили 4 - айда қирғизистанниң нарен районида йүз бәргән уйғур содигәрләрни өлтүрүш вәқәси үстидин әстайидил тәкшүрүш елип баридиғанлиқини билдүргән.
Қирғизистан әдлийә министирлиқиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари, мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийитиниң йеқинда бешкәкни зиярәт қилған мәсул хадимиға, дилониң һазирға қәдәр үзүл - кесил паш болмиғанлиқини, әмма өткүнчи һөкүмәтниң дило үстидин ахириқиғчә тәкшүрүш елип баридиғанлиқини вәдә қилған.
Өткән йили 4 - айда қирғизистанниң бешкәк шәһиридин уйғур аптоном райониниң қәшқәр шәһиригә маңған йолучилар аптобуси, намәлум кишиләрниң һуҗумиға учрап, аптобусдики 19 нәпәр уйғурниң һәммиси өлтүрүлгән шундақла җәсәтләр көрдүрүветилгән иди.
Қирғизистан әдлийә министирлиқидики юқириқи әмәлдарниң ашкарилишичә, вәқә йүз бәргән аптобуста әсли шопурни өз ичигә алған 24 нәпәр йолучи бар болуп, аптобусдики 19 җәсәт уйғур содигәрләргә аиткән. Әмма аптобусниң хитай шопурини өз ичигә алған бәш кишиниң һазирға қәдәр из дерикини алалмиған. Бу қирғизистан бихәтәрлик органлириниң қаттиқ гуманини қозғиған болсиму, әмма әйни чағда ақайефниң хитай билән инақ өтүш сиясити түпәйлидин развитка органлири дилони чоңқурлап тәкшүрүштин өзини қачурған. (Әркин)