Хитай һөкүмити, үрүмчидики ишчиларни қуллар әмгикигә селиш билән әйибләнгән хумданни тәкшүрди
2005.07.08
Даириләр, уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчиниң әнәнчүй йезисидики ишчиларни қуллар әмгикигә селиш билән әйибләнгән бир хумданни тәкшүргән.
"Җоңго яшлар гезити" ниң хәвәр қилишичә, әнәнчүйдики мәзкур хумданда ишчилар күндә 20 саәт ишләшкә мәҗбурланған, иш һәққи вақтида берилмигәнниң үстигә ишчиларниң хумдан сиртиға чиқиши чәкләнгән. Тамақ сүпити начар болуп, яхши ишлимигәнләр таяқ йәйдикән. Йеқинда мәзкур хумдандики бир ишчи бу йәрдин қечип чиқип әһвални алақидар даириләргә мәлум қилғандин кейин, даириләр хумданни тәкшүрүшкә барған, әмма хумданда һечким қалмиған. "Җоңго яшлар гезити" вәқәни қуллар әмгики, дәп әйиплиди.
Бирақ көзәткүчиләр, әнәнчүйдики хумданда ишчилар 20 саәт ишләшкә мәҗбурланған болсиму мааш беришкә вәдә қилинған, начар болсиму йимәк - ичмәки бар. Әмма һашарға селиниватқан уйғур деһқанлар әмгәк қораллирини, йимәк - ичмәк вә йол хираҗитини өзи көтүрүп, һәқсиз ишләшкә мәҗбурланмақта, дәп көрсәтти.
Һазир қәшқәр қатарлиқ җайларда деһқанлар һашарға селинмақта. Қәшқәр ханериқ йезисидики йеза кадири әмәтниң тәкитлишичә, деһқанлар өзи маңидиған йолни өзи ясиши, өзи өтидиған көврүкни өзи қуруши керәккән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қарашәһәр наһийисидә чарвичилар билән муһапизәтчиләр арисида тоқунуш йүз бәрди
- Хитай һөкүмити тәклимаканни кесип өтидиған йәнә бир ташйол ясимақчи
- Хитай һөкүмити қәшқәрдин хотәнгичә төмүр йол ясашни пиланлимақта
- Хитайниң уйғур районидики екологийилик көчмәнләр қурулуши
- "Бүгүнки америка" гезитидә хитайниң "ғәрбни ечиш" сияситиниң әсли қияпити ашкарә қилинди