Америка диний әркинлик комитети әзалири уйғур илини зиярәт қилмақчи
2005.08.08
Америка диний әркинлик комитети вәкилләр өмики -12 авғуст күнидин башлап хитай вә уйғур илини зиярәт қилмақчи.
Хәвәрләргә қариғанда, америка диний әркинлик комитети вәкилләр өмики уйғур илидики зиярити җәрянида, уйғур аптонум райониниң рә иси исмаил тиливалди билән көрүшүп, уйғур илидики диний әркинлик вә етиқад әркинлики вәзийити һәққидә сөһбәт елип баридикән.
Мухбиримизниң игилишичә, америка диний әркинлик комитети вәкилләр өмики уйғур илидики зиярити җәрянида шундақла, уйғур аптоном районлуқ диний ишлар комитетиниң мудири, аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң назири, уйғур ели иҗтмаий пәнләр академийиси динлар институтиниң мудири қатарлиқ һөкүмәт әрбаблири билән учришидикән.
Америка диний әркинлик комитети вәкилләр өмики бу зиярәт җәрянида, уйғур или ташқи ишлар идариси, муһаҗирлар идариси, мәдәнийәт назарити, маарип назарити қатарлиқ һөкүмәт органлириниң башлиқлири биләнму учришип, сөһбәтлишидикән.
Сиясий анализчилар, хитай һөкүмитиниң америка диний әркинлик комитети вәкилләр өмикиниң бу қетимқи зияритигә алаһидә әһмийәт бериватқанлиқини, вәкилләр өмикиниң уйғур елидә һөкүмәт әрбаблири билән кәң даиридә учришишиға рухсәт бәргәнликиниң, буниң бир бишарити икәнликини тәкитлимәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном райони вәкилләр өмики йеқинда кәшмирни зиярәт қилиду
- Хитай дуня сәһийә тәшкилатиниң уйғур елигә бериш тәлипигә җаваб бәрмиди
- Йеза кадирини өлтүрүш билән әйибләнгән икки уйғур етип ташланди
- Хитай һөкүмити диний әркинликини боғуш җәрянида өлгән бир уйғурниң "шәрәплик" қурбан болғанлиқини елан қилди
- Фукаңдики кан вәқәсиниң сәвәбини тәкшүрүш басқучи башланди