Хитай баҗ идариси "әқидә ширкити" ни тәкшүрди
2005.08.30
Уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән, уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирни террорчилар билән тил бириктүрүш вә баҗ оғрилаш билән тәнқидлигәндин кейин, үрүмчи шәһәрлик баҗ идарисиниң хадимлири билән аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң хадимлири дүшәнбә күни рабийә қадирниң "әқидә сода ширкәтләр гуруһи" ға келип тәкшүрүш елип беришни тәләп қилған.
Әқидә сода ширкитидикиләр, сақчилар вә баҗхана хадимлириниң дүшәнбә күни баҗ тәкшүримиз, дәп кәлгәнликини етирап қилди. Әмма сақчилар вә баҗ хадимлири ширкәт дериктори алимни тапалмиғандин кейин қайтип кәткән болуши мумкин.
"Әқидә сода ширкәтләр гуруһи" ниң баҗ көтиги вә пүтүн матиряллири буниңдин икки ай илгири җамаәт хәвпсизлик назарити тәрипидин мусадирә қилинған иди. Рабийә қадирниң әскәртишичә, ширкәт илгири төлигән баҗни һесаблаш вә буниңдин кейин баҗ рәсмийити беҗириш тосалғуға учриған.
Ваң лечүән, бейҗиңда мухбирларға рабийә қадирниң 1994 - йилдин 2004 - йилғичә 7 милйон 180 миң йүән баҗ оғурлиғанлиқини илгири сүргән.
"Әқидә сода ширкәтләр гуруһи" ниң қануни һоқуқи рабийә қадир 1999 - йили қолға елиништин бурун оғуллириға өткүзүп берилгән болуп, у 1999 - йили қолға елинғичә болған җәрянда 16 қетим аптоном район бойичә " баҗ тапшуруш байрақдари," дегән намға еришкән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң даирилири шәрқий түркистан күчлирини йәнә әйиплиди
- Рабийә қадир, ваң лечүәнниң әйибләшлирини қәтий рәт қилди
- Ваң лечүән, рабийә ханимни террорлуқ паалийәт уюштурмақчи дәп әйиблиди
- Ваң лечүән, йеқинда бир уйғур паалийәтчисиниң етип өлтүрүлгәнликини билдүрди
- Исмайил тиливалди нурмуһәммәт ясин қатарлиқ икки уйғур язғучиниң қолға елинғанлиқини етирап қилди