Хитай дуняда "террорчи" дәп атилиштин өзини қачурмақта


2007.01.17

Хитай һөкүмити бәшинчи январ күни "памер тағлирида 18 нәпәр террорчи етип өлтүрүлди, 17 си қолға елинди, қалғанлири қечип кәтти, һазир қоғлап тутуш башланди" дәп хәвәр елан қилғандин кейин, дуня мәтбуатлириниң қейин суаллириға дуч келиватиду.

Бүгүн һиндистанда чиқидиған "дөләт әрбаби" дегән гезиттә раҗиндер пури әпәнди "көзгә көрүнмәйдиған уруш" сәрләвһилик мақалә елан қилди. Пури әпәнди мақалисидә, хитай һөкүмитиниң 1949 ‏- йилидин башлап дуняниң һәр қайси җайлиридики терррорчиларни һәрхил шәкил билән қоллап келиватқанлиқи һәққидики учурларни баян қилди. У мақалисиниң ахирида "хитай һөкүмити өткән һәптидин башлап шинҗаңдики уйғурларни террорчи дәп әйибләшни тизлитиш арқилиқ, өзини дуняда террорчи дәп әйиблиништин қачурушқа башлиди" дәп баян қилди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.