Хитай, хәлқарани террорчилиққа қарши һәмкарлиқни күчәйтишкә чақирди


2005.09.08

Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи уйғур мустәқилчилирини террорчилиқ билән әйибләп узун өтмәйла, хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни хәлқара җәмийәтни террорчилиққа қарши һәмкарлиқни күчәйтишкә чақирди һәмдә террорчилиқ мәсилисини дин яки миллий мәсилигә бағливелишқа қәтий қарши туридиғанлиқини билдүрди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң мухбирларға, 11 -сентәбирдин кейин, хәлқара җәмийитиниң террорчилиқ инсанларниң ортақ дүшмини дегән ортақлиққа кәлгәнликини, шуңа хәлқара җәмийәтниң өз- ара һәмкарлашқан асаста террорчилиққа зәрбә бериши лазимлиқини билдүрди.

У сөзидә йәнә, " биз 4 йилдин буян террорчилиқниң тәлтөкүс йоқитилмиғанлиқини көрүп туруптимиз. Мәсилән, түркийә, әнглийә, кенийә қатарлиқ җайларда арқа-арқидин террорчилиқ вәқәлири йүз берип кәлди. Хитайму хәлқара террорчилиқниң зиянкәшликигә учриғучидур" дәп билдүрди.

Чин гаң йәнә, террорчилиққа қарши турушниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң асасий қанун бәлгилимилиригә вә хәлқара қанунға риайә қилиши керәкликини тәкитләп, хитай тәрәпниң террорчилиқ мәсилисини дин вә миллий мәсилигә бағливелишқа қарши туридиғанлиқини билдүрди.

Америка даирилири террорчилиққа қарши урушни башлиғандин буян, хитай һөкүмитини көп қетим бу уруштин пайдилинип аз санлиқ милләтләрни бастурмаслиққа агаһландуруп кәлгән. Әмма хитай даирилири бу бир нәччә йиллардин буян күчиниң беричә уйғур мустәқилчилирини хәлқараға террорчи дәп көрситип, өзлирини террорчилиқниң қурбани қилип көрситишкә тиришмақта. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.