Хитай пакистан билән болған 3 хил күчләргә ортақ зәрбә бериш һәмкарлиқ келишимини тәстиқлиди
2006.08.23
Хитайниң алий дәриҗилик қанун турғузуш оргини болған хитай дөләт кабинти сәйшәнбә күни "хитай-пакистан 3 хил күчләргә зәрбә бериш һәмкарлиқ келишими" ни тәстиқлиди.
Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлум қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири ву давей, 3" хил күчләр"гә зәрбә бериш келишиминиң икки дөләт сөһбити арқилиқ түзүлгәнликини һәмдә буниң хитай қануниниң асасий пиринсипиға вә хитай мәнпәәтигә мас келидиғанлиқини тәкитлиди.
2005- Йили 3-айниң 8-9- күнлири хитай, пакистан тәрәп вәкиллири бейҗиңда , икки дөләтниң 3" хил күчләр" гә зәрбә бериш һәмкарлиқи мәсилисидә сөһбәт өткүзгән. Кейин 5- април күни хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң, пакистан ички ишлар министири афтаб әхмәтхан шерпав билән бирликтә бу келишмгә имза қойған иди.
Хитай даирилири бу келишимниң хитай дөләт кабинти тәрипидин мақуллинишиниң, хитай билән пакистанниң "3 хил күчләр" гә зәр бериш саһәсидики һәмкарлиқини күчәйтип, икки дөләт достлиқини техиму илгири сүрүшкә пайдилиқ болидиғанлиқини билдүрди.
Хитай буниңдин илгири пакистандин башқа йәнә, қирғизистан, қазақистан, таҗикистан вә өзбекистан қатарлиқ шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр биләнму бу келишимни түзгән иди. Пакистан болса, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болушни илтимас қиливатқан бир дөләт. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай вә қазақистан бирләшмә маневир өткүзмәкчи
- Хитай шәрқий түркистан күчлирини хәлқара зәһәрлик чекимлик гуруһи билән тил бириктүрмәктә, дәп әйиплиди
- Д у қ уйғур тәшкилатлири террорчи тәшкилат әмәс дәп йәнә бир қетим тәкитлиди
- Хитай шәрқий түркистан исламий һәриктигә қарши хәлқара җамаәтни ярдәмгә чақирди
- Хитай һөкүмити пакистандики уйғурлар үстидин шикайәт қилди