Хитай сақчилири шәрқи түркистан террорчилириниң йошурунувалғанлиқини билдүрди
2007.01.15
Уйғур аптоном районлуқ сақчи даирилири, аталмиш шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң террорлуқ лагириға қарши елип берилған һуҗум җәрянида қечип кәткән террор гумандарлирини тутуш һәрикитиниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.
Хитай сақчи даирилириниң билдүрүшичә, вәқәдә қечип кәткән кишиләрниң райондики һава шәртлири түпәйлидин узаққа кетиши мумкин әмәс икән. Чүнки районда һава наһайити соғақ болуп нөлдин төвән 20, 30 дәриҗигә йетидикән. Шуниң үчүн улар районда алдин тәйярланған йәр асти гәмиләргә йошурунувалған болуши мумкин икән.
Хитай сақчилириниң ейтишичә, сақчилар террорчиларни байқап уларни тутуш үчүн машина билән қоғлиғанда, террорчиларниң туюқсиз көздин ғайиб болуши, уларниң алдин тәйярлиқ қилип йол үстидә ясиған йәр асти гәмиләргә йошурунувалғанлиқини көрситидикән. Сақчиларниң билдүрүшичә, бу гәмиләрниң ағзи наһайити устилиқ билән ясалған болуп, уларни тепиш қийин икән.
Хитай һөкүмити, 5- январ күни памир игизликидә аталмиш шәрқий түркистан террорчилириниң бир лагириға һуҗум қилип 18 нәпәр террор гумандарини өлтүргәнликини вә 17 кишини тирик қолға чүшүргәнликини билдүргән. Хитай сақчилириниң билдүрүшичә, вәқәдә бир қисим кишиләр қечип кәткән. Лекин хитай һөкүмитиниң вәқәдә өлгән вә тирик қолға чүшкәнләрниң кимлики һәмдә вәқәниң қайси йәрдә, қандақ йүз бәргәнлики һәққидә ениқ учур бәрмигәнлики, хәлқара мәтбуатта түрлүк суалларниң пәйда болушиға сәвәб болған. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханимниң памир игизлигидики дилони тәкшүрүш тәлипи хитайниң рәт қилишға учриди
- Америка уйғур җәмийити б д т ниң памир вәқәсигә арилишишини тәләп қилди
- Хитай әскәрлири билән уйғурлар арисида қораллиқ тоқунуш йүз бәрди
- Рабийә қадир ханим 'памир тағлиридики террорчилар базиси' дейилгән делони хәлқара җәмийәтниң мустәқил тәкшүрүшини тәләп қилди
- Хитай өзиниң террорлуқ һәрикәтләргә қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини йәнә бир қетим җакарлиди