Хитай террорчилиққа қарши қанун чиқиришқа тәйярланмақта

Шинхуа агентлиқиниң мәлум қилишичә, хитай һөкүмити нөвәттә террорчилиққа қарши мәхсус қанун чиқиришқа тәйярланмақта.

Хитайдики "җуңго банкиси" ниң муавин башлиқи шяң җүнбо мәзкур агентлиққа, хитай һөкүмитиниң бу хизмәткә алаһидә әһмийәт бериватқанлиқини ейтип, мунасивәтлик орунларниң һазир җиддий тутуш қилип, террорчилиққа қарши қанунниң дәсләпки лайиһисини пүттүрүш алдида турғанлиқини билдүрди.

Шяң җүнбо, бу қанундики муһим бир бөләкниң, террорлуқ тәшкилатларниң иқтисадий мәнбәсини үзүш икәнликини ейтти. Әмма у бу қанун мәзмунлири тоғрисида тәпсилий тохталмиди.

Хитай һөкүмити асаслиқи уйғурларниң қаршилиқ паалийәтлирини террорчилиқ билән бағлайдиған болуп, болупму америкидики 11 -сентәбир вәқәсидин кейин, хитайниң қанун турғузғучилири террорчилиққа қарши қанун түзүшни тәләп қилишқа башлиған.

Әмма нурғун кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәмдә америка һөкүмитиму хитайни, хәлқара террорчилиққа қарши урушни, аз санлиқ милләтләрни бастурушқа ишләтмәсликкә чақирип кәлди. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org