Хитай архиплар арқилиқ тәшвиқат қилмақта

"Шинҗаң" хәвәр ториниң учуриға қариғанда, уйғур аптоном районлуқ архипхана мәхсус түрдә "шинҗаң" хәлқиниң япон басқунчилириға қарши урушқа қошқан төһпилиригә мунасивәтлик архип материяллирини топлап, тәшвиқат көргәзмә паалийити уюштурған.

Мәзкур архиплар асаслиқи уйғур елидики хәлқләрниң 30-40-йиллардики японға қарши урушқа ианә топлаш паалийәтлиригә мунасивәтлик икән.

Хәвәрләргә қариғанда, хитай даирилири йеқиндин буян тарихтин пайдилинип, вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси вә тәшвиқатлирини күчәйтишкә әһмийәт бәрмәктә.

Мунасивәтлик тәтқиқатчиларниң билдүрүшичә, уйғур аптоном районлуқ архипханида уйғур елиниң 20-әсирдики сиясий, иҗтимаий-иқтисадий вә башқа тәрәплиригә аит көплигән архиплар сақланмақта. Бу архиплар ичидә хитай милитаристлири яң зеңшиң, җиншурен вә шең шисәй қатарлиқларниң уйғур қатарлиқ милләтләрни қандақ аяқ асти қилғанлиқиға мунасивәтлик архипларму шуниңдәк 1930-йиллардики уйғур миллий азадлиқ инқилаби вә 1944-йилидин 1949-йилиғичә мәвҗут болған шәрқий түркистан җумһурийити һәмдә 1949-йилидин кейин елип берилған йәрлик милләтчиликкә қарши туруш, үчкә қарши туруш, йәр ислаһати вә башқиларға аит көплигән архипларму мәвҗут.

Әмма, һөкүмәт даирилири мәзкур архипларни назук тема вә өзлири үчүн пайдисиз һесаблап, уларни толуқ ашкарилашни халимиған. (Үмидвар)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org