Хитай рәһбәрлири чәтәлләрдики уйғурлар билән һәмкарлишиш йолини издәшни күчәйтмәктә
2005.11.20
Хитайниң уйғур елидики радио-телевизийә истансисиниң хәвәр төридики учурдин мәлум болушичә, уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалди, узун йиллардин буян шималий явропада маканлишип қалған юқири авазлиқ нахшичи дилбәр юнусниң уйғур елиға келип, өзиниң сәнәт номурлирини көрситиш вә тәҗрибә алмаштуруш паалийити билән шоғулланғанлиқи мунасивити билән униң билән көрүшүп, униң хизмәтлирини махтиған.
Исмаил тиливалди дилбәр юнусни барғанла йәрдә шинҗаңниң гүлләп яшниған мәнзирисини тәшвиқ қилип, нахшилири арқилиқ техиму көп адәмләрниң шинҗаңни чүшиниши һәм бирликтә шинҗаңни қуруш хизмитигә қатнишишини қолға кәлтүрүш үчүн тәшвиқат қилишқа чақирған.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай һөкүмити йеқиндин буян бир тәрәптин уйғурларниң мустәқиллиқ вә кишилик һоқуқи паалийәтлири билән шуғулланған уйғурларни бастурушни күчәйтип, вәтән ичи -сиртидики уйғур паалийәтчилирини террорчи дәп әйиблисә, йәнә бир тәрәптин чәтәлләрдики бир қисим уйғурлар билән алақә орнитип, уларға мәлум имтияз вә шараитларни яритип бериш арқилиқ, уларни чәт' әлләрдә давамлишиватқан уйғур паалийәтлирини хәлқара җәмийәтниң алдида қарилашқа һәмкарлаштурмақта. Шу арқилиқ уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиниң алдини елишқа тиришмақта.
Бу җәһәттә қазақистандики бир қисим уйғур рәһбәрлириниң хитай билән йеқин һәмкарлишиши уйғурларниң наразилиқини қозғиған иди. (Үмидвар)









